чавушоғлу малта дипломатийә министири бартоло билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу хизмәт зийарити үчүн пайтәхт әнқәрәгә кәлгән малта дипломатийә министири еварист бартоло билән көрүшти.

1620322
чавушоғлу малта дипломатийә министири бартоло билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, малта дипломатийә министири еварист бартоло билән болған учришишида, ливийә, қибрис вә шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр, һәмдә түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлири, түрк ширкәтлириниң малтадики селинмилири вә хизмәт кеңиши йиғини, сағламлиқ саһәси, һәмкарлиқ имканийәтлири һәққидә музакирә елип барғанлиқлирини қәйт қилди, малта дипломатийә министири еварист бартолони, ийун ейида чақирилиши пиланлиниватқан «анталйа дипломатийә мунбири» йиғиниға тәклип қилғанлиқини билдүрүлди.

министир чавушоғлу, түнүгүн кәчтиму, ливийә миллий бирлик һөкүмитиниң дипломатийә министири нәҗла әлмәнгуш вә малта дипломатийә министири еварист бартоло билән бир йәргә җәм болғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң ливийәни давамлиқ қоллайдиғанлиқини тәкитләп мундақ дегәниди: «бу тарихий дәврдә ливийәдә тинчлиқ, муқимлиқни ишқа ашуруш вә дөләтни қайтидин қуруп чиқиш басқучини изчил қоллаймиз, тәртипсиз көчмәнлик мәсилисини өз ичигә алған ақдеңизда һузур вә аманлиқниң узақ мәзгиллик болуши үчүн һәмкарлиқимиз үзлүксиз давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر