чавушоғлу ливийә вә малта ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу үч тәрәп башлиқлар йиғинида ливийә вә малта дипломатийә министирлири билән көрүшти.

1620046
чавушоғлу ливийә вә малта ташқи ишлар министирлири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, ливийә миллий бирлик һөкүмитиниң дипломатийә министири нәҗла әлмәнгуш вә малта дипломатийә министири еварист бартоло билән бир йәргә җәм болғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң ливийәни давамлиқ қоллайдиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «бу тарихий дәврдә ливийәдә тинчлиқ, муқимлиқни ишқа ашуруш вә дөләтни қайтидин қуруп чиқиш басқучини изчил қоллаймиз, тәртипсиз көчмәнлик мәсилисини өз ичигә алған ақдеңизда һузур вә аманлиқниң узақ мәзгиллик болуши үчүн һәмкарлиқимиз үзлүксиз давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر