түркийә диний ишлар фонди җәмийити  20 дөләттә 111 су қудуқи ечип беридиған болди

түркийә диний ишлар фонди җәмийити(TDV),  20 дөләттә 111 су қудуқи вә вәхпи чәшмиси ачиду. ечилидиған бу су қудуқидин вә вәхпи чәшмилиридин 1 милйондин артуқ киши пайдилиниду.

1619500
түркийә диний ишлар фонди җәмийити  20 дөләттә 111 су қудуқи ечип беридиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә диний ишлар фонди җәмийити(TDV) ниң байанатиға асасланғанда, түркийә диний ишлар фонди җәмийити мутәвәлли һәйитиниң 2 – башлиқи еһсан ачиқ йардәм йәткүзгән инсанларниң мадди вә мәниви еһтийаҗини қандуруш үчүн тиришиватқанлиқини ейтқан.

еһсан ачиқ һайатқа тәсир көрситидиған һәр саһәдә паалийәт елип беришни нишан қилғанлиқини вә паалийәтлирини бу йөнилиштә елип барғанлиқини билдүрүп, «рамизан йардәмлири үчүн 75 дөләттә үмид билән йолимизни сақлаватқан зулумға вә зийанкәшликкә учриғучиларға шундақла еһтийаҗлиқ кишиләргә йардәмләрни йәткүзүватқан гуруппилиримиз еһтийаҗлиқ дөләтләр вә районларда су қудуқлири вә вәхпи чәшмилирини ечиш хизмәтлирини  давамлаштуриватиду. «бу даиридә, 20 дөләттә 111 су қудуқи вә вәхпи чәшмисиниң ечишлишини ишқа ашуруп, пакиз ичимлик ​​суға еришиштә еғир қийинчилиққа дуч кәлгән кишиләрниң еһтийаҗини қамдаймиз. ечилидиған бу чәшмиләрдин 1 милйондин артуқ киши пайдилиниду» деди.

еһсан ачиқ 2015-йилидин 2020 -йиллириғичә болған арилиқта 32 дөләттә 440 су қудуқи вә вәхпи чәшмиси ачқанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر