чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә кувәйт ташқи ишлар министири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, түркийәниң районға алақидар мәсилиләрдә кувәйт билән охшаш қарашқа игә икәнликидин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини билдүрди.

1617345
чавушоғлу пайтәхт әнқәрәдә кувәйт ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу пайтәхт әнқәрәгә кәлгән кувәйтниң ташқи ишлар, қошумчә ички кабинетқа мәсул дөләт министири әһмәд насир муһәммәд әссабаһ билән айрим учришиш өткүзди.

түркийә – кувәйт һәмкарлиқи қошма комитети йиғиниғиму иштирак қилған икки министир, арқидин бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

мәнсәпдиши билән икки дөләт мунасивәтлири вә районға алақидар мәсилиләр тоғрисида сөһбәт елип барғанлиқлирини билдүргән чавушоғлу: «районлуқ мәсилиләрдә қарашлиримизниң охшашлиқидин хушаллиқ һес қилимән. һәр икки дөләтниң райондики мәқсити тинчлиқ, муқимлиқ, хатирҗәмлик вә иқтисадий тәрәққийаттин ибарәт» деди.

чавушоғлу, кувәйтниң районлуқ мәсилиләрдә үстигә алған мурәссәләштүргүчилик ролиниң тәқдирләшкә әрзийдиғанлиқини әскәртип, түркийәниң кувәйтниң бу муһим ролини қоллашни давамлаштуридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر