әрдоған: йуқумға қарши күрәш бир миллий мәсилидур

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йуқумға қарши күрәшкә сийасәттин үстүн туридиған бир миллий мәсилә дәп қарайдиғанлиқини әскәртти.

1616546
әрдоған: йуқумға қарши күрәш бир миллий мәсилидур

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси башлиқи рәҗәп таййип әрдоған партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидики гуруппа йиғинида сөз қилип: «биз йуқумға қарши күрәшни сийасәттин үстүн туридиған, 84 милйон (хәлқ)ниң һәммисиниң саламәтлики билән мунасивәтлик бир миллий мәсилә дәп қараймиз» деди.

әрдоған сөзи җәрйанида түркийәни тәрәққий қилдуруш вә күчәйтиш күришини давамлаштуруватқанлиқини оттуриға қойуп: «бир тәрәптин чегралиримиз ичи – сиртида террорлуқ тәшкилатлиридин һәрбий – сийасий тәрәпдарлириғичә кәң кәткән фиронтта күрәш қилсақ, йәнә бир тәрәптин дөлитимизни тәрәққий қилдуруш, зорайтиш вә күчәйтиш күришимизни давамлаштуруватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر