әрдоған: түркийәниң сайаһәт йошурун күчи интайин йуқири

җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң сайаһәт йошурун күчиниң интайин зор икәнликини ейтти.

1616790
әрдоған: түркийәниң сайаһәт йошурун күчи интайин йуқири

түркийә авази радийоси хәвири: әрдоған партийәсиниң вилайәтлик шөбә башлиқлири кеңәйтилгән йиғинидики сөзи җәрйанида, түркийәниң йеңи бир дәвргә қәдәм қойғанлиқиға ишинидиғанлиқини оттуриға қойуп: «бу дәвр бизни 21 - әсирниң алдинқи қатардики дөләтлириниң бири болуш нишанға йәткүзидиған дәвр болиду» деди.

түркийәниң сайаһәт саһәсидики йошурун күчиниң интайин зор икәнликини әскәрткән әрдоған, ковид – 19 ни тизгинләш тәдбирлири тоғрисида тохтилип: «мәқситимиз дөлитимизни рамизан ейида омумйүзлүк арам алдуруп, һейттин кейинки гүзәл күнләр үчүн тәййарлаштур. түркийәниң өз алдиға йуқумни тизгинләш тәдбирлирини бошитиши, һәтта өз алдиға йуқумни пүтүнләй йеңиши муһим әмәс. асасий мәсилә, йеқин инсаний вә сода мунасивитимиз болған районлар башта болуп, дунйадики омумий йахшилинишниң арқисида қалмаслиқ؛ һәтта мумкин болса, алдида меңиштур. әгәр рамизан ейидики тәдбирлиримиз арқилиқ йуқумланғучилар санини бир қанчә миңға қисқарталисақ, май ейида башлинидиған сайаһәт пәсли вә у елип келидиған сода һәрикитидин пайдилиналаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر