министирқараиссмаилоғлу түркийәниң сүний һәмраһ вә аләм қатниши пиланлири үстидә тохталди

қатнаш вә ул әслиһә министири адил қараиссмаилоғлу «Türksat 5A» суний һәмраһиниң май ейиниң биринчи һәптиси 31 градус шәрқ орбитигә йетип баридиғанлиқини ейтти.

1616579
министирқараиссмаилоғлу түркийәниң сүний һәмраһ вә аләм қатниши пиланлири үстидә тохталди

түркийә авази радийоси хәвири:адил қараиссмаилоғлу байтәхт әнқәрәдики түрксат суний һәмраһ һәссидарлиқ ширкитиниң гөлбаши муәсссидә чақирған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәниң сүний һәмраһ вә аләм қатниши, «Türksat 5A», «Türksat 6A», «Türksat 5b»  сүний һәмраһлириға мунасивәтлик йеңи тәрәққийатлар һәққидә учур бәрди.

министир адил қараиссмаилоғлу: «биз <Türksat 5b> хәвәрлишиш сүний һәмраһимизни бу йилниң төтинчи пәсилдә аләм бошлуқиға қойуп беримиз» деди.

адил қараиссмаилоғлу «Türksat 6A» суний һәмраһини болса, 2022-йили аләм бошлуқиға әвәтишни пиланлиғанлиқини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر