конйада һәрбий айропилан қазаға учрап бир учқучи шеһит болди

конйада бир һәрбий мәшиқ айропилани чүшүп кетип бир учқучи шеһит болди.

1616689
конйада һәрбий айропилан қазаға учрап бир учқучи шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «конйада мәшиқ җәрйанида һадисигә учриған һава армийәмизниң NF-5 айропилани учқучиси шеһит болди» деди.

районға көп санда сәһийә вә от өчүрүш әтрити әвәтилди, жандарма әтрәтлири районда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти.

һадисиниң йүз бериш сәвәбиниң тәкшүрүлүватқанлиқиға ишарәт қилинған байанатта: «қәһриман учқучимизға аллаһтин рәһим – шәпқәт, мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә улуғ түрк хәлқигә тәзийә вә сәвр тиләймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанму иҗтимаий алақә торидики адресида учур һәмбәһриләп, конйада бир мәшиқ айропиланиниң мәшиқ әснасида қазаға учрап, учқучисиниң шеһит болғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә хәвәр тапқанлиқини билдүрди.

әрдоған учурида: «шеһитимизға аллаһтин рәһмәт тиләймән, аилисигә, йеқин – йоруқлириға, түркийә армийәмизгә вә хәлқимизгә тәзийә  билдүримән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر