әзәрбәйҗан – түркийә армийәлириниң ортақ һәрбий маневирлири башланди

әзәрбәйҗан армийәси билән түркийә армийәсиниң җәң қилғучи қисимлириниң ортақ һәрбий маневирлири башланди.

1615840
әзәрбәйҗан – түркийә армийәлириниң ортақ һәрбий маневирлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министирлиқиниң билдүрүшичә, әзәрбәйҗанда башланған вә заманиви учур - алақә васитилири билән аптоматик контрол системилири ишлитиливатқан һәрбий маневирда, саһәдә җәң қилғучи қисимлар бирла алақә системисиниң йетәкчиликидә вәзипилирини орундимақта икән.

байанатта тәкитлинишичә, қисимларниң өзара тәсир көрситишиниң контрол қилиниши, саһә контрол нуқтилириниң ечилши вә башқа паалийәтләрни өз ичигә алған һәрбий маневир, 8-апрелғичә давамлишидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر