хитай баш әлчиси түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди

хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси лйу шавбиң ийи (йахши) партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим вә әнқәрә шәһәр башлиқи мәнсур йавашқа қаритип ейтқан сөзлири сәвәбидин ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди.

1616045
хитай баш әлчиси түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиға чақирилған хитай баш әлчиси лйу шавбиңға, әлчиханиниң твиттер адресида елан қилинған байанатлардин һес қилинған биарамлиқ йәткүзүлди.

қәйт қилинишичә, хитай әлчиханиси твиттер адресида, ийи партийәсиниң рәиси мәрал ақшәнәр ханим вә әнқәрә шәһәр башлиқи мәнсур йавашниң твиттерда һәмбәһирлигән учурлирини хәткүчләп, мундақ дегән:

«хитай тәрәп һәр қандақ киши йаки бир күчниң, хитайниң игилик һоқуқиға вә земин пүтүнлүкигә қаратқан һәр қандақ шәкилдики хирислириға қәтий қарши туриду вә шиддәт билән әйибләйду. хитай тәрәп буниңға адиллиқ билән җаваб қайтуруш һоқуқини сақлап қалиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر