ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

ирақниң шималидики зап районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әза икки террорчи бир тәрәп қилинди.

1614939
ирақниң шималида террорчиларға әҗәллик зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилинған байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қаритилған һәрбий һәрикәтләрниң изчил давамлишиватқанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «ирақниң шималидики зап районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға әза икки террорчи, қәһриман алаһидә әтрәтлиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши һәрбий һәрикәтлиримиз қәтий ирадә билән изчил давамлишиду.»

йәнә бир тәрәптин, ширнақта, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к әзаси үч террорчи, дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болди.

бу үч террорчидин бир нәпири сот мәһкимиси тәрипидин қамаққа һөкүм қилинди, қалған иккиси рәсмийәтлириниң тамамлиниши үчүн мунасивәтлик органларға тапшуруп берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر