чавушоғлу күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу қара деңизни әгә деңизиға туташтуридиған «қанал истанбул» лайиһәси үстидә тохтилип, түркийәгә нисбәтән бесим йоқлуқини, ундақ бесимни түркийәниңму қобул қилишиниң мумкин әмәсликини билдүрди.

1614669
чавушоғлу күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу бир телевизийә қанилиниң телефон зийаритини қобул қилип, күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди.

у қанал истанбул тоғрисида түркийәгә нисбәтән биесим йоқлуқини, ундақ бесимни түркийәниңму қобул қилишиниң мумкин әмәсликини әскәртип: «монтрө келишими пәқәт боғузлардин өтүшикила қаритилған әмәс. қара деңиз дөләтлириниңму қанчилик парахотқа игә болалайдиғанлиқи, уларниң тоннажи, вақти қатарлиқ нурғун чәклимилири бар. йеңи қанал истанбул монтрөға тәсир қилмайду, монтрөму қанал истанбулға тәсир қилмайду» деди.

у түркийәниң һәқ-һоқуқи вә мәнпәәтлирини җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған рәһбәрликидә қоғдиғанлиқлирини тәкитлиди.

у илгири өзлириниң америкадики йеңи һөкүмәт билән техиму алдин пәрәз қилғили болидиған мунасивәттә болидиғанлиқлирини ейтқанлиқини байан қилип, американиң сабиқ президенти барак обама дәвридин буйан пәйда болған мәсилиләрниң барлиқини, ташқи ишлар министири антони блинкен билән телефонда сөһбәтләшкәнликини вә бирйусселда бир йәргә җәм болғанлиқини әскәртти.

у омумий җәһәттин истратегийәлик ойлиғанда, түркийә билән американи бирләштүргән нурғун мәсилиләрниң барлиқини, уларниңму түркийәниң қанчилик муһим истратегийәлик икәнликини дәйдиғанлиқини ейтти.

у икки дөләт оттурисидики мәсилиләрниң бурундин тартип барлиқини билдүрүп, бу мәсилиләрни һәл қилиш үчүн йеңи һөкүмәт билән сөһбәтләшкәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر