түркийә, ийорданийәдики назарәткә елиш вәқәлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә, ийорданийәдә дөләтниң муқимлиқиға тәһдит дегән сәвәб билән бир қисим кишиләрниң назарәткә елиниши түпәйли йүз бәргән вәқәләрни әндишә ичидә көзитиватқанлиқини елан қилди.

1614381
түркийә, ийорданийәдики назарәткә елиш вәқәлиридин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида, «оттура шәрқниң тинчлиқи үчүн ачқучлуқ әһмийәткә игә дөләт болған ийорданийәниң муқимлиқи вә хатирҗәмликини түркийәниң муқимлиқи вә хатирҗәмликидин айрип қаримаймиз» дейилди.

падишаһ иккинчи абдуллаһ вә ийорданийә һөкүмити  билән дост, қериндаш дөләт ийорданийә хәлқиниң хатирҗәмлики, байашатлиқи вә бәхт-саадитини түкийәниң күчлүк қоллап қуввәтләйдиғанлиқи тәкитләнгән байанатта йәнә, «ийорданийәдә дөләтниң муқимлиқиға тәһдит дегән сәвәб билән бир қисим кишиләрниң назарәткә елиниши түпәйли йүз бәргән вәқәләрни әндишә ичидә көзитиватимиз» дейилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر