түркийә һәрикәтчан тәбий газ запаслаш парахоти мәшғулатини башлиди

түркийәниң тунҗи көчмә (ләйлимә) LNG (суйуқландурулған тәбиий газ) запашлаш вә газлаштуруш парахоти «әртуғрул ғази»ға түркийә байриқи қадалди.

1614121
түркийә һәрикәтчан тәбий газ запаслаш парахоти мәшғулатини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: қатнаш вә ул әслиһә министирлиқи деңизчилиқ баш идарисиниң иҗтимаий таратқудики адресиға чиқирилған учурда, туруба линийәлири билән нефит йөткәш һәссидарлиқ ширкәтлири бирлишип йасап чиққан түркийәниң тунҗи көчмә LNG запаслаш вә газлаштуруш парахоти «әртуғрул ғази»ниң түрк хәлқара парахот тизимликигә киргүзүлгәнлики вә парахотқа түркийә байриқиниң чиқирилғанлиқи билдүрүлди.

учурда, парахотниң пиланлинишидин тартип йасилип болушиғичә болған җәрйанға әмгәк сиңдүргән барлиқ хадимларға миннәтдарлиқ билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر