түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 231 мусапир қутқузувелинди

гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 231 тәртипсиз көчмән қутқузувелинди.

1613898
түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған 231 мусапир қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири измир, баликәсир вә чанаққәлә деңиз тәвәликлиридә түркийә тәрәпкә қайтишқа қисталған көчмән кемилиридики мусапирларни қутқузувалди.

түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи байанат елан қилип, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлириниң түркийә вақти саәт 3:30 дин тартип саәт 12:33 кичә болған арилиқта йәттә айрим көчмән кемисини қайтишқа мәҗбурлиғанлиқини, районға әвәтилгән түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлириниң җәмий 231 көчмәнни қутулдуруп бихәтәр җайға елип чиққанлиқини уқтурди.

қутқузувелинған көчмәнләр түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлириға миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر