қалин п к к / й п г ниң йашларни мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди
түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, п к к / й п г ниң йашларни мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди.
1614122
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң сүрийәниң һасәкә вилайитидә бир ай ичидә 2700 йашни тутуп кетип мәҗбурий қоралландурушиға наразилиқ билдүрди.
ибраһим қалин тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң март ейи ичидә 2700 йашни тутуп кетип мәҗбурий қоралландурғанлиқини әскәртип: «ғәрбниң сүрийәдә п к к ни ғайивийләштүрүши вә романтиклаштуруши йәтти. қоллиғучилири бир нәрсә дәмду? еһтимал йәнә бир нәрсә демәйду» дегәнләрни қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.