алтун американиң кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун америка ташқи ишлар министирлиқиниң йиллиқ кишилик һоқуқ доклатидин орун алған түркийәгә мунасивәтлик тәнқидләрниң һәқиқәтләрдин йирақ икәнликини билдүрди.

1613348
алтун американиң кишилик һоқуқ доклатиға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә, инглиз тилида елан қилған байанатида, түркийәниң кишилик һоқуқ мәсилисини ички сийасәт мәсилиси әмәс, әксичә йәр шари характерлик бир мәсилә дәп қарайдиғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң райондики вә дунйаниң һәрқайси җайлиридики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиригә қарши чиқиватқан бирдинбир рәһбәр икәнликини, түркийәниң кишилик һоқуқ мәсилисидә әң көзгә көрүнәрлик илгириләшни адаләт вә тәрәққийат партийәси һөкүмәтлири дәврлиридә ишқа ашурғанлиқини؛ америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ доклатиниң, түркийәгә қарита наһәқ тәнқидләрни өз ичигә алидиғанлиқини, һалбуки, түркийәниң терроризмға қарши күрәштә кишилик һоқуққа сәзгүрлүк билән муамилә қилип келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «түркийә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә даеш қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күришини, бихәтәрлик вә хәлқимизниң һәқ – һоқуқлири вә әркинликлири оттурисидики тәңпуңлуқни нәзәрдә тутқан һалда давамлаштурмақта.»

террорлуқ тәшкилатлирини «әркинликләрниң алдидики әң чоң тосалғу» дәп атиған алтун, мундақ дәп көрсәтти: «түркийә, йавропа иттипақи вә америка қошма иштатлириға қарита дийалог ишиклирини һәрдаим кәң еичивәткән болуп, һазирму шундақ қилмақта. лекин, әркинликләр билән бирликтә хәлқимизниң аманлиқи вә бихәтәрлики қизил сизиқимиздур.»

у йәнә, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министирлиқиниң доклатидин орун алған түркийәгә қарита тәнқидләрниң һәқиқәтләрдин йирақ икәнликини тәкитләш билән бир вақитта, терроризмға қарши күрәшкә вә һөкүмәтниң хәлқниң бихәтәрликини қоғдашқа қарита тиришчанлиқлириға қаритилған наһәқ тәнқидләрниң етибарға елинмайдиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر