сойлу: п к к ниң қораллиқ әза сани 300 ниң астиға чүшти

түркийә җумһурийити ички ишлар министири сүләйман сойлу, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң дөләт ичидики қораллиқ әза саниниң 300 ниң астиға чүшкәнликини билдүрди.

1613677
сойлу: п к к ниң қораллиқ әза сани 300 ниң астиға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ички ишлар министири сүләйман сойлу кастамонудики кәспий лейтинат командерлар асасий тәлим – тәрбий курсиниң оқуш тамамлаш мурасимида сөз қилип, өткән йили 53 кишиниң п к к сепигә қетилғанлиқини, бирақ өткән бир йилда җамаәт хәвпсизлики вә жандарма әтрәтлириниң қайил қилиш хизмәтлири нәтиҗисидә 243 кишиниң тағдин чүшүп тәслим болғанлиқини тәкитлиди.

2021 – йили ичидә тәшкилатқа қетилғанлар саниниң 11 икәнликини тилға алған министир сойлу, қайил қилиш хизмәтлири сайисида хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлар саниниң 40 икәнликини қәйт қилди.

нөвәттә п к к дөләт ичидики қораллиқ әза саниниң 300 ниң астиға чүшкәнликини тәкитлигән сойлу: «бирмубир һәддини билдүримиз, бу йил уларға тарихниң әң еғир бәдилини төләткүзимиз. уларға һәддини билдүрүш бизниң армийәси – номус бурчимиздур. террорни һәммила йәрдә йоқитип ташлаш ирадимиз қәтий» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.


خەتكۈچ: #п к к , #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر