руменийәниң саһибханлиқида қара деңизда маневир өткүзүлгән

«21-сишилд тәклип» маневири руменийәниң саһибханлиқида 19-29-март күнлири ғәрбий қара деңизда өткүзүлди.

1613381
руменийәниң саһибханлиқида қара деңизда маневир өткүзүлгән

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи ғәрбий қара деңизда руменийәниң саһибханлиқида маневир өткүзүлгәнликини елан қилди.

байанатта, маневирға түркийәдин башқа, америка, булғарийә, испанийә, полша вә гиретсийәниң қатнашқанлиқи, натониң «2-даимий деңиз вәзипә өтәш гурупписи» ниң «т җ г кәмал рәис» (TCG Kemalreis)  парахотиниңму вәзипә өтигәнлики билдүрүлди.

байанатта, маневирдин кейин, 29-31-март күнлири арисида  т җ г кәмал рәис парахоти билән бирликтә, испанийә, булғарийә вә руменийә парахотлириниң самсун портини зийарәт қилғанлиқи әскәртилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر