илһам әлийев сәлчуқ байрақтарға «қарабағ медали» тәқдим қилди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев байрақтар ширкити мудири сәлчуқ байрақтарға «қарабағ медали» тәқдим қилди.

1613006
илһам әлийев сәлчуқ байрақтарға «қарабағ медали» тәқдим қилди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, пайтәхт бакуда зийарәттә болуватқан сәлчуқ байрақтар билән һәрбий електрон санаити ширкити — асәлсанниң идарә һәйити башлиқи вә баш мудири халуқ гөргүнни қобул қилди.

учришишта, мудапиә саһәсидики һәмкарлиқ, қарабағ урушиниң йөнилишини өзгәрткән учқучисиз һава аппаратлири вә технологийә саһәсидики йеңилиқлар тоғрисида пикир алмаштурулди.

учришишниң ахирида пирезидент илһам әлийев, әзәрбәйҗан земини болған тағлиқ қарабағниң азад қилинишиға төһпә қошқан әскәр вә пуқраларға бериш үчүн йолға қойған «қарабағ медали»ни сәлчуқ байрақтарға тәқдим қилди.

байрақтар ширкити тәрипидин ишләпчиқирилған қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири тағлиқ қарабағниң азад қилинишида муһим рол ойниғаниди.

сәлчуқ байрақтар өзиниң твиттердики адрисида учришиш тоғрисида байанат берип: «дадам өздәмир байрақтар вә акам халуқ байрақтар билән бирликтә әзәрбәйҗан пирезиденти һөрмәтлик илһам әлийев тәрипидин <қарабағ медали> ға лайиқ көрүлгәнликимиздин күчлүк иптихарландуқ. бир милләт, икки дөләтниң ортақ келәчики үчүн хизмәт қилишни давамлаштуримиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر