«әрән – 12 гүләшли» һәрбий һәрикити башланди

ширнақ вә сииртта 1317 алаһидә хадимниң иштирак қилишида «әрән – 12 гүләшли» һәрбий һәрикити башланди.

1611098
«әрән – 12 гүләшли» һәрбий һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләт күнтәртипидин тамамән чиқириветиш вә районда йошурунувалғанлиқи мөлчәрлиниватқан террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, ширнақ вә сииртта «әрән – 12 гүләшли» һәрбий һәрикити башланған болуп, һәрбий һәрикәткә, ширнақ қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби йетәкчилик вә қоманданлиқ қилиш әтрәтлири, қораллиқ сақчи қисим әтрәтлири, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири, сақчи алаһидә әтрәтлири вә аманлиқ сақлиғучи әтрәтләрдин тәшкил тапқан 1317 алаһидә хадим вә 83 һәрбий һәрикәт әтрити қатнашмақта икән.

дөләт ичидә терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә елип бериливатқан, 2021 – йили, 11 – йанвар күни башланған «әрән һәрбий һәрикәтлири» даирисидә, 75 йантайақчи тутулған, 421 ғар, искилат вә панаһ җай йәр билән йәксан қиливетилгән, көп санда оқ – дора йемәк - ичмәк вә тумуш буйумлири қолға чүшүрүлгән.

ички ишлар ишлар министирлиқиниң байанатида, һәрбий һәрикәт давамида бир террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи, шуниң билән, бир тәрәп қилинған террорчилар саниниң 6 гә йәткәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «<әрән һәрбий һәрикәтлири>, хәлқимизниң қизғин қоллиши астида қәтий ирадә билән мувәппәқийәтлик һалда изчил давамлашмақта.»

йәнә бир тәрәптин, чөридигән һалда һәрбий һәрикәтләр давамида, сүрийәдә «‹ фират қалқини› һәрбий һәрикити» райониға һуҗум қилиш тйәшәббусида болған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г мәнсуби 2 террорчи бир тәрәп қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر