коммуниист террорлуқ тәшкилати д һ к п-җ ниң  йуқири дәриҗилик мәсуллири истанбулда қолға чүшти

коммуниист террорлуқ тәшкилати д һ к п-җ ниң  аталмиш ​​ түркийә мәсули йасәмин қарадағ билән аталмиш ​​мәмурлар мәсули йәтәр гөнүл айдин истанбулда елип берилған һәрикәттә қолға чүшти.

1611035
коммуниист террорлуқ тәшкилати д һ к п-җ ниң  йуқири дәриҗилик мәсуллири истанбулда қолға чүшти

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул сақчи идариси истихбарат әтрити билән терорлуққа қарши туруш шөбиси әтрити һәмкарлишип елип барған хизмәтләр вә тәкшүрүлгән санлиқ мәлуматлар нәтиҗисидә йасәмин қарадағниң террорлуқ тәшкилати д һ к п-җ ниң  аталмиш ​​ түркийә мәсули икәнлики ениқланди.

ички ишлар министирлиқи тәрипидин тәййарланған издәп тутуш керәклик террорчилар тизимликидә «күлрәң» категорийәдә орун алған вә тутулғандин кейин түрмигә ташланған җафери садиқ әроғлудин кейин, гумандар йасәмин қардағниң тәшкилатниң аталмиш ​​түркийә мәсули болуп тәйинләнгәнлики билдүрүлди.

тәкшүрүлгән санлиқ мәлуматлар нәтиҗисидә  йәнә, 2000-йилдин буйан 3 қетим түрмидә йатқан җинайәт гумандари йәтәр гөнул айдинниң болса, бу тәшкилатқа аталмиш ​​мәмурлар мәсули болуп тәйинләнгәнлики ениқланди.

техникилиқ вә физикилиқ из қоғлашни давамлаштурған әтрәт, бу тәшкилатниң мәхпий өйидә йошурунған йәтәр гөнул айдин билән йасәмин қарадағни бәлгиләнгән адрестин тәңла қолға чүшүрди.

гумандарларниң сақчи идарисидики рәсмийәтлири давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر