әрдоған иҗраатларниң қайтидин көздин кәчүрүлидиғанлиқини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин муһим байанатларни елан қилди.

1610813
әрдоған иҗраатларниң қайтидин көздин кәчүрүлидиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған: «йуқум вәқәлири, кесәллик вә вапат санлириниң ешиши, бизни йолға қойулуватқан иҗраатларни қайтидин көздин кәчүрүшкә мәҗбур қиливатиду» деди.

у сиртқа чиқиш чәклимилириниң пүткүл дөләттә қайтидин, һәр күни кәчтә әнқәрә вақти 21:00 дин 05:00 кичә қилип өзгәртилидиғанлиқини, «интайин йуқири хәтәрлик» гурупписидики 58 шәһәрдә һәр һәптә ахирлири иҗра қилинидиғанлиқини билдүрди.

у: « ваба тәдбирлири тоғрисида, һәр кишиниң виҗдани вә әқли һәр кимниң сақчиси болуши керәк» деди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر