түркийәдә 60 йаштикиләрни әмләш башланди

түркийәдә вухән вируси (Kovid-19) ға қарши 14 милйон 794 миңдин артуқ ваксина әмләнди.

1610478
түркийәдә 60 йаштикиләрни әмләш башланди

түркийә авази радийоси хәвири: 2021 -йили 14-феврал сәһийә хадимлири билән башланған ваксина әмләш ишлири оңушлуқ давам қилмақта.

билим кеңиши тәрипидин түзүлгән вақит җәдвели бойичә, түркийәдә әмләш ишлири 2-басқучниң 2-гурупписиға өтти. бу даиридә, 60 йаш вә униңдин йуқирилар билән һәмраһлири, хәтәрлик гуруппидики бәзи бимарлар үчүн вақит берилишкә башлиди.

семизлик кесили, йаман сүпәтлик өсмиси болған рак кесили бимарлири, диализ бимарлири вә иммунитетини йоқатқан еғир кесәлләрму мушу басқучта әмлиниду.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر