чавушоғлу таҗикстан ташқи ишлар министири билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийә билән таҗикстан оттурисидики мунасивәтләрниң иқтисад, сода, мәдәнийәт, хәвпсизлик, маарип вә консулхана ишлирини өз ичигә алған нурғун саһәләрдә тәрәққий қилғанлиқини билдүрди.

1610693
чавушоғлу таҗикстан ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар аминистири мәвлүт чавушоғлу таҗикстанда, ташқи ишлар министири сироҗиддин муһриддин билән көрүшкәндин кейин бирликтә мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

у көрүшүштә, икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш үчүн басалайдиған қәдәмләрни музакирә қилғанлиқлирини билдүрүп, мушу йил (2021) ичидә вә кәлгүсидә әмәлгә ашурулидиған өзара зийарәтләр үстидиму тохталди.

у түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң вухән вируси (Kovid-19) сәвәбидин кечиктүрүшкә мәҗбур қалған таҗикстан зийаритини, мумкин болса,  бу йил ичидә әмәлгә ашурушни халайдиғанлиқини вә бу зийарәт вәсилиси билән һәмкарлиқ кеңиши йиғинини өткүзүшни халайдиғанлиқлирини қәйт қилди.

у рәҗәп таййип әрдоғанниң таҗикстан пирезиденти имамәли рахманни 18-20-ийун күнлири өткүзүлидиған «анталйа дипломатийә мунбири» дә күтүвелиштин мәмнунлуқ һес қилидиғанлиқини әскәртти.

у таҗикстан пуқралириниң түркийәгә визисиз келәләйдиғанлиқини вә 90 күн туралайдиғанлиқини билдүрүп: «иншааллаһ алдимиздики күнләрдә, һазир бу тоғрида хизмәтләрни ишләватимиз, таҗикстанму түркийә пуқралириға қарита визини әмәлдин қалдурар» деди.

у түркийә һава йоллири ширкитиниң таҗикстанға техиму көп айропилан сәпири қойушни халайдиғанлиқини вә бу мәсилидә таҗикстан органлиридин қоллашни тәләп қилидиғанлиқлирини тәкитлиди.

у: «түркийәдә өткүзүлидиған афғанистан йиғинида, қериндишим сироҗиддин муһриддинни көрүштин хушаллиқ һес қилимән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر