түркийә аракан мусапирлириға йардәм қолини сунди

түркийә баңладештики аракан мусапирлириға йардәм қолини сунди.

1609406
түркийә аракан мусапирлириға йардәм қолини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: баңладешта аракан мусапирлири туруватқан лагерға от кәткәндин кейин зийанға учриған  түркийә дала дохтурханисиниң тәкрар мулазимәт қилишқа башлиши үчүн тәййарланған йардәм материйаллири қачиланған һәрбий йүк айропилани әнқәрәдин қозғалди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йолйоруқиға асасән, ички ишлар ишлар министирлиқи җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи, сәһийә министирлиқи, муһит асрат вә қурулуш ишлири министирлиқи районға йардәм буйумлирини йәткүзүп бериш үчүн хизмәт ишләшкә башлиди.

бу даиридә, от апитидә зийанға учриған түркийә дала дохтурханисиниң тәкрар мулазимәт башлиши үчүн тәййарланған начар һава шараитиға бәрдашлиқ бериш алаһидиликигә игә дала дохтурханиси, әтимәсгут һәрбий айродромидики «A 400M» типлиқ һәрбий йүк айропиланиға қачиланди.

йардәм материйаллири қачиланған айропилан, 22  хадим билән бирликтә, әнқәрә әтимәсгут һәрбий айродурумидин баңладешқа қарап йолға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر