әрдоған истанбулда күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси (Kovid-19) ға ваксина әмләш мусаписини май вә ийун айлирида ахирлаштуруп, йаз ейини хатирҗәм башлашни үмид қилидиғанлиқини ейтти.

1609205
әрдоған истанбулда күнтәртиптики соалларға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған истанбулда мухбирларниң соаллириға җаваб бәрди.

у вухән вирусиға қарши ваксина әмләш мусаписи үстидә тохтилип: «үмидимиз, май йаки ийун айлирида вирусниң түгиши» деди.

у хитай ваксиналири үстидиму тохтилип, кейинки түркүм ваксиналарни тапшурушта кечикиш болғанлиқини вә мәсилиниң хитай тәрәпкә йәткүзүлгәнликини қәйт қилди.

у германийәдин 1 милйон 400 миң ваксинаниң кәлгәнликини әскәртип: «германийәдин җәмий 10 милйон ваксина келиду. русийә билән сөһбитимиз давамлишиватиду вә киләр ай ваксина җәһәттә раһәтләймиз. бу мусапидә ваксинани хәлқимиз үчүн үнүми йуқири мәнбә сүпитидә көримиз. йәрлик ваксина тәтқиқатимизму давамлишиватиду» деди.

у җәнубий қибрис рум һакимийитидә йүз бәргән җамә һуҗуми тоғрисида тохталди вә: «наһайити әпсуски, румла бу хил ишларни пат-пат қилиду. бу һуҗумниң йавропа иттипақи йиғини мәзгилидә йүз бериши, иғвагәрчиликтин баршқа нәрсә әмәс» деди.

у түркийәниң истанбул шәртнамисидин чекингәнлики тоғрисида тохтилип: «җумһур рәислик мәһкимиси басқан қәдәм пүтүнләй қанунға уйғун вә бу қәдәм арқилиқ йолини давамлаштуриду. биз қараримизни қилдуқ. шәртнамигә қандақ қетилған болса, шундақ чиқип кетимиз» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر