түркийә йавропа иттипақиниң байаннамәсигә наразилиқ билдүрди
түркийә йавропа иттипақи башлиқлар йиғини байаннамәсиниң бирқанчә әза дөләтниң тар қарашлиқ дәвасиниң тәсири астида түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиригә бир тәрәплимилик нәзәр ташланған һалда тәййарланғанлиқини билдүрди.
түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң рәһбәрлириниң видео конферанс васитиси арқилиқ чақирилған башлиқлар йиғини байаннамәсиниң түркийә билән мунасивәтлик қисмиға инкас кечикмиди.
түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин байаннамә һәққидә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «йавропа иттипақи башлиқлар йиғини байаннамәсидә илгири сүрүлгән вә йавропа иттипақи комитетиниң муавин рәиси, йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел вә йавропа иттипақи комитети тәрипидин тәййарланған <түркийә – йавропа иттипақи оттурисидики сийасий, иқтисадий вә сода мунасивәтлириниң әһвали> темилиқ доклатниң анализ қисмида, иҗабий күнтәртип тегишлик шәкилдә тәкиткләнгән болсиму, лекин, бирқанчә әза дөләтниң тар қарашлиқ дәвасиниң тәсири астида, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлиригә бир тәрәплимилик нәзәр ташланған һалда тәййарланғанлиқи һәммигә айандур.
шундақтиму, түркийә – йавропа иттипақи мунасивәтлирини иҗабий күнтәртипкә асасән илгири сүрүш мәсилисидә доклат арқилиқ оттуриға қойған тиришчанлиқни вә башлиқлар йиғини байаннамәсидә әкс әттүрүлмәкчи болған байанатлардин хурсәнмиз.
музакириләрни давамлаштуруватқан намзат дөләт болуш сүпитимиз билән, йавропа иттипақи билән болған мунасивәтлиримизни әзалиқ нишанини бойлап, һәмкарлиқ вә өзара мәнпәәт йәткүзүш пиринсипини чиқиш нуқта қилип, тәрәққий қилдурушни бизму чин дилимиздин арзу қилимиз. дәрвәқә, сүркилишниң азайтилиши вә дийалог қаналлириниң қайтидин ечилиши, түркийәниң вә соғуқққан көплигән йавропа иттипақиға әза әлләрниң тиришчанлиқлири сайисида ишқа ашти. бу нуқтидин елип ейтқанда, йавропа иттипақиниң иҗабий күтәртипкә асасән конкрет вә иҗабий қәдәмләрни ташлишини һәқлиқ рәвиштә күтмәктимиз. бу қәдәмләрниң башлиқлар йиғини байаннамәсидә шәрт қилиниши, пәқәт мәлум саһәләрниңла тилға елиниши вә ийун ейиға кичиктүрүлүшиниң, қолға кәлтүрүлгән йахши кәйпийатниң йоқап кетишигә сәвәб болмаслиқини үмид қилимиз.
<18 – март келишим лайиһәси> ниң көчмәнлик мәсилисидә һәмкарлиқни өз ичигә алған барлиқ бәлгилимилириниң йеңилинип, изчил иҗра қилиниши үчүн, йавропа иттипақи билән бирликтә хизмәт ишләшкә тәййар икәнликимизни вә бу һәқтә иҗабий тәклипләрни сунған болушимизға қаримай, йавропа иттипақи тәрәпниң келишим лайиһәсиниң кәң даирилик мәзмунини нәзәрдин сақит қилип, таллаш характерлик һәрикәт қилиш вә мүҗмәл байанатларға орун аҗритишқа мәҗбур болуши, биз бирликтә йәр шари характерлик актийорға айландурмақчи болған йавропа иттипақи үчүн аҗиз қәдәм болуп қалди.
биз қанун бойичә идарә қилиш вә асаслиқ һәқ - һоқуқ саһәлиридә дийалогдинму бәкрәк, әзалиқ музакирилири даирисидә йеңи сөһбәт темилирини ечиш зөрүр, дәп қараймиз. бу даиридә, йавропа иттипақиниң 23 – вә 24 - сөһбәт темилириниң, йавропа иттипақиниң йеңи кеңийиш истиратегийәсиму уйғун шәкилдә ечилишини күтмәктимиз.
түркийә ливийә, сүрийә вә җәнубий кавказ қатарлиқ районлуқ кризисини һәл қилиш үчүн давамлиқ тиришиду. йавропа иттипақи билән бу мәсилиләрдә һәмкарлишиш районниң тинчлиқи вә муқимлиқини қоғдаш вә ортақ мәнпәәтлиримизни илгири сүрүшкә төһпә қошиду. бу нуқтидин елип ейтқанда, биз пәқәт район характерлик мәсилиләр вә сәһийә саһәсидила әмәс, иқтисад, енергийә, қатнаш, терроризмға қарши күрәш, көчмәнликни идарә қилиш вә визисиз сайаһәт қатарлиқ ортақ мәнпәәтлиримиз үчүн хизмәт қилидиған барлиқ саһәләрдә ишқа кириштүрүлгән алий дәриҗилик рәһбәрләр дийалог миханизимлириниң дәрһал башлитилишини қоллаймиз.
гиретсийә – рум тәрәпниң сәлбий позитсийәлиригә, бир тәрәплимә иғвагәрчилик паалийәтлиригә сәл қараватқан, йаки һәмкарлиқ роһини җари қилдуруп, уларға тосалғу болалмайватқан йавропа иттипақиниң, дөлитимиз һәм шималий қибрис түрк җумһурийитиниң шәрқий ақдеңиздики бурғилаш паалийәтлирини қанунсиз дәп атиши, хәлқара қанунға хилаптур. қибрис мәсилисигә алақидар байанатлар болса, җәнубий қибрис тәрипиниңла мәнпәәтлирини қоғдаш нишан қилинған һәқиқәттин йирақ текистләрдинла ибарәт болуп, ишқа ашурулғуси йаришишқиму һечқандақ төһпә қошалмайду. байаннамәдә, қибрис түрклириниң вә уларниң қанунлуқ һәқ – һоқуқлири һәм мәнпәәтлириниң йәнә тилға елинмаслиқиму, йавропа иттипақиниң қибрис мәсилисигә болған бир тәрәплимә һәм гуманий қаришиниң давамлишиватқанлиқини көрситиду.
йавропа иттипақиниң ортақ мәнпәәтлиримиз чиқиш нуқта қилинған һалда ташлиғуси қәдәмлири, намзат дөләт түркийә тәрипидин иҗабий қәдәмләр арқилиқ қарши елиниду.