ирақниң шималида террорлуқ һуҗуми тәййарлиқидики террористлар бир тәрәп қилинди

ирақниң шималидики «пәнчә каплан райони» да, п к к ниң террорлуқ һуҗуми қилиш тәййарлиқидики алтә әзаси бир тәрәп қилинди.

1608130
ирақниң шималида террорлуқ һуҗуми тәййарлиқидики террористлар бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи твиттер адресида ирақниң шималида алтә террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, террорлуққа қарши күрәшниң үнүмлүк вә қәтий ирадә билән давамлишиватқанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, ирақниң шималидики «пәнчә каплан райони» да байқалған вә террорлуқ тәййарлиқини қиливатқанлиқи бекитилгән алтә п к к әзасиниң топ бомбардимани билән бир тәрәп қилинғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر