әрдоған ваң йини қобул қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хитай ташқи ишлар министири ваң йини қобул қилди.

1608488
әрдоған ваң йини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири:хитай ташқи ишлар министири ваң йи, 6 дөләтни өз ичигә алған районлуқ зийарәтлири даирисидә, түнүгүн кәч тәрәпләрдә пайтәхт әнқәрәгә кәлди.

ваң йи, бүгүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин җумһур рәислик мәһкимисидә қобул қилинди.

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, министирлиқта хитай ташқи ишлар министири ваң йи билән айрим вә һәйәтләр ара учришишларни елип барғаниди.

учришишларда, икки дөләт мунасивәтлири, районлуқ вә хәлқаралиқ өзгиришләр һәққидә өзара пикир алмаштурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر