адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң 7 - нөвәтлик қурултийда әрдоған қайта рәисликкә сайланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 7-нөвәтлик чоң қурултайда 1428 инавәтлик беләтниң һәммисини қолға кәлтүрүп, адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң қайтидин рәиси болуп сайланди.

1607835
адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң 7 - нөвәтлик қурултийда әрдоған қайта рәисликкә сайланди

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң әнқәрә тәнтәрбийә сарийида өткүзүлгән 7-нөвәтлик чоң қурултийиниң рәислик сайлими ахирлашти.

сайлам нәтиҗисигә асасланғанда, 1431 беләт ташланди вә 1428 беләт күчкә игә болуп, 3 беләт инавәтсиз һесабланди.

җумһур рәис вә адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң рәиси рәҗәп таййип әрдоған 1428 инавәтлик беләтниң һәммисини елип партийәсиниң рәисликигә сайланди.

партийәниң 75 әзадин тәркиб тапқан мәркизи қарар чиқириш вә мудирийәт кеңишиму охшаш беләт ташлаш арқилиқ бекитилди.

әрдоған тәшәккүрнутуқида, «мени йәнә бир қетим рәисликкә лайиқ дәп қариғанлиқиңилар үчүн һәммиңларға рәһмәт ейтимән» деди.

җумһур рәис, «милләтчи һәрикәт партийиси билән қурулған җумһур иттипақи қандақтур үстәлүстидики иттипақ әмәс, көңүлиттипақидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر