әрдоған «дийарбакир анилири»ни йоқлайдиғанлиқини билдүрди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, пәрзәнтлири бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к тәрипидин елип қечилған дийарбакирдики көзи йашлиқ аниларни зийарәт қилидиғанлиқлирини билдүрди.

1607525
әрдоған «дийарбакир анилири»ни йоқлайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси әрдоған, партийәсиниң 7 – нөвәтлик чоң қурултийи өткүзүлидиған әнқәрә тәнтәрбийә залиниң сиртида күтүп туруватқан партийә мәнсуплириға хитаб қилди.

сөзи җәрйанида партийәсиниң әза саниниң бир милйондин артуқ йаш, бәш милйондин артуқ айал әзаси қошулуп җәмий 13 милйон 500 миңға йәткәнликини тәкитлигән әрдоған: «түркийә уйақта турсун, дунйада бундақ бир сийасий партийә йоқ» деди.

сөзи әснасида пәрзәнтлири п к к террорлуқ тәшкилати тәрипидин тутуп кетилгән дийарбакирлиқ анилар тоғрисида тохтилип: «дийарбакирдики көзи йашлиқ анилиримизни биваситә берип зийарәт қилимиз, иншааллаһ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر