әрдоған: бизниң нә ғәрб, нә шәрққә арқимизни қилип турувалалмаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түркийәниң африқа, асийа вә йавропаниң қәлбигә җайлашқан бир дөләт болуш сүпити билән нә шәрққә, нә ғәрбкә арқисини қилип турувелиштәк бир таллишиниң йоқлуқини ейтти.

1607706
әрдоған: бизниң нә ғәрб, нә шәрққә арқимизни қилип турувалалмаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси рәиси рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән 7 – нөвәтлик чоң қурултийида сөз қилип, алдимиздики мәзгилдә достларниң санини көпәйтип, келишмәсликләрни һәл қилип, түркийә җайлашқан бу җуғрапийәни хатирҗәмлик арилиға айландурушқа бәл бағлиғанлиқлирини әскәтти.

әрдоған: «сүрийә һәқиқий мәнидә сүрийәликләр башқуридиған бир җайға айланғучә күч чиқиришни давамлаштуримиз» дегән сөзлири арқилиқ сүрийәниң хәлқи билән бир сәптә турушни давамлаштуридиғанлиқлирини оттуриға қойди.

у, түркийәниң қоллиши сайисида бүгүн ливийәниң қайтидин кәлгүсигә үмид көзи билән қарийалиғанлиқини, демократик мусапигә қәдәм басалиғанлиқини тилға елип өтти.

америка қошма иштатлиридин русийәгичә, йавропа иттипақидин әрәб дөләтлригичә болған барлиқ дөләтләр билән болған мунасивәтләрни түркийәниң мәнпәәти вә хәлқниң үмидигә мас һаләттә шәкилләндүрүшни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлигән әрдоған: «африқа, асийа вә йавропаниң қәлбидин орун алған бир дөләт болуш сүпитимиз билән нә шәрққә, нә ғәрбкә арқимизни қилип турувелиштәк бир таллишимиз йоқ» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر