чавушоғлу америка ташқи ишлар министири билән көрүшти

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу белгийәниң пайтәхти бирйусселда америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән бир йәргә җәм болди.

1607495
чавушоғлу америка ташқи ишлар министири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң белгийәниң пайтәхти бирйусселдики қараргаһида, америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшти.

шималий атлантик әһди тәшкилати ташқи ишлар министирлири йиғини үчүн белгийәниң пайтәхти бирйусселда зийарәттә болуватқан икки министир, блинкен вәзипигә олтурғандин буйан тунҗи қетим йүзтуранә көрүшти.

чавушоғлу билән блинкен, илгири 15 – феврал күни телефонда көрүшкән, телефон сөһбитидә, икки тәрәп мунасивәтлиридин сирт йәнә,, районлуқ өзгиришләр,  фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/п й д қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәш, русийәдин сетивелинған <400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системилири, сүрийә вә шәрқий ақдеңиз  мәсилилирини чөридигән һалда өзара пикир алмаштурулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر