мустапа шәнтоп түркийә маарип фонди җәмийити йиғинида кәлгүси үчүн муһим сөз қилди

түркийә бүйүк миллий мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп, түркийәниң қайтидин дунйави күч вә мәдәнийәт қурғучиси болуш ирадиси йолиниң, сүпәтлик маарип вә маарип експортидин өтидиғанлиқини ейтти.

1605905
мустапа шәнтоп түркийә маарип фонди җәмийити йиғинида кәлгүси үчүн муһим сөз қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп түркийә маарип фонди җәмийитиниң 10 – нөвәтлик дөләт вәкиллири мәслиһәт йиғиниға тор арқилиқ қатнашти.

мустапа шәнтоп йиғиндики сөзидә, «инсанға селинған мәбләғ барлиқ дөләтләргә пайда беридиған шәкилдә мивисини бәрмәктә. түркийә маарип фонди җәмийити мәктәплириму бу улуғ мәқсәт үчүн хизмәт қилмақта» деди.

мустапа шәнтоп, «түркийәниң қайтидин дунйави күч вә мәдәнийәт қурғучиси болуш ирадисиниң йоли сүпәтлик маарип вә маарип експортидин өтиду. түркийәниң йеңи әвладларда чоңқур вә йилтиздин җанландуруш паалийитиниң, илим-ирпан қойнидики өзгәртиш билән мумкин болидиғанлиқини әстин чиқармаслиқимиз лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر