баликәсирдә 48 көчмән қутқузувелинди

баликәсирниң айвалиқ наһийәси деңиз тәвәликидә гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә иттирип ташливетилгән 48 көчмән қутқузувелинди.

1605888
баликәсирдә 48 көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: әгә деңизиниң айвалиқ тәвәликидә бир йәл қолвақта көчмәнләрниң барлиқи мәлуматини алған түркийә саһил бихәтәрлик қоманданлиқ иштаби қисқа вақит ичидә районға йетип барди.

мидилли арилиға бериш үчүн йолға чиққан мусапирлар гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә иттирип ташливетилгән 48 көчмән, җунда арилидики саһил бихәтәрлик қоманданлиқ мәркизигә елип келинди.

көчмәнләргә йемәк-ичмәк вә кийим-кечәк берилди, саламәтлики тәкшүрүлди.

измирниң дикили наһийәсидиму гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә иттирип ташливетилгән 22 көчмән қутқузувелинди.

наһийә деңиз тәвәликидә бир гуруппа кишиниң йәл қолвақта икәнлики тоғрисида мәлумат тапшурувелинғандин кейин, саһил бихәтәрлик мәркизи районға қутқузуш хадимлирини әвәтти.

гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә иттирип ташливетилгәнлики ениқланған йәл қолвақтики 22 көчмән қутқузувелинди.

көчмәнләрниң мунасивәтлик рәсмийәтлири беҗирилгәндин кейин, көч идарисиға әвәтилгәнлики билдүрүлди.

чәшмә наһийәсидиму гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипиин деңизға ташливетилгән вә үч күндин буйан тепилмайватқан бир көчмән, түркийә саһил бихәтәрлик хадимлири тәрипидин боғуз арилида тепилди.

сомалидин кәлгән 16 йашлиқ муһәммәд сәййидниң саламәтлик әһвалиниң йахши икәнлики билдүрүлди.

гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири тәрипидин деңизға ташливетилгән муһәммәд сәййидниң йәл кәнҗәсиниң сайисида һайатта қалғанлиқи вә су үзүп боғуз арилиға кәлгәнлики, аралдики пакизә судин ичип вә от-чөп йәп җенини сақлап қалғанлиқи әскәртилди. 19-март (2021) чәшмә деңиз тәвәликидә бир гуруппа көчмәнниң барлиқи мәлуматини тапшурувалған түркийә саһил бихәтәрлик хадимлири үч кишини қутқузувалған, үч кишиниң җәситини тапқан иди. йоқап кәткән бир көчмәнни тепиш үчүн издәш-қутқузуш ишлирини башлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر