әрдоған норуз байрими мунасивити билән тәбрикнамә елан қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған норуз йашнатқан үмит вә һайаҗан билән техиму гүлләнгән, адил вә бихәтәр кәлгүси бәрпа қилишни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1605350
әрдоған норуз байрими мунасивити билән тәбрикнамә елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур – алақә идариси тәрипидин елан қилинған байанатта,  әрдоғанниң хәлқара норуз  байрими мунасивити билән тәбрикнамә елан қилғанлиқи билдүрүлди.

әрдоған тәбрикнамисида, баһарниң хәвәрчиси, тинчлиқ вә қериндашлиқниң символи болған норуз  байримини тәбрикләйдиғанлиқини билдүрүп, «оттура асийадин анадолу вә балқан райониғичә болған кәң җуғрапийәдә  миңлиған йиллардин бери қизғинлиқ билән тәбриклинип келиватқан норуз байриминиң иттипақлиқ вә һәмкарлиқ туйғусини пүтүн дунйаға мәңгүлүк йилтиз тартқузишини тиләймән. норуз йашнатқан үмит вә һайаҗан билән техиму гүлләнгән, адил вә бихәтәр кәлгүсини айаллар, әрләр, йашлар вә йашанғанлар билән мүрини мүригә тирәп қәдәмму қәдәм бәрпа қилишни давамлаштуримиз. норузниң әзиз миллитимизгә вә пүткүл инсанийәткә хатирҗәмлик, бәрәкәт вә гүллиниш елип келишини теләймиз,. барлиқ пуқралиримизға чин қәлбимдин салам йоллаймән» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر