түркийә һава армийәси  америка уруш айропиланлириға май қачилиди

түркийә армийәси америка қошма иштатлири деңиз армийәсигә аит 4 данә «F-18» типлиқ уруш айропиланиға май қачилап бәрди.

1605112
түркийә һава армийәси  америка уруш айропиланлириға май қачилиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатида, мундақ дейилди: «Joint Protected Entry Exercise һәрбий маневири даирисидә, америка деңиз армийәсигә тәвә 4 данә <F-18 > типлиқ уруш айропиланиға, һава армийәси қоманданлиқ иштабимиз тәрипидин, хәлқара һава бошлуқида май қачилинип берилип, бирләшмә мәшиқ елип берилди.»

байанатта, май қачиланған көрүнүшләргиму орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر