түркийәниң әрбилдики консулханиси һәләбчә қәтлиами тоғрисида телеграмма тарқатти
түркийәниң әрбилдики консулханиси, ирақниң һәләбчә шәһириниң 1988 – йили 16 – мартта химийәлик қораллар билән бомбардиман қилинишиниң 33 йиллиқи мунасивити билән телеграмма тарқатти.
1602154
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң әрбилдики консулханисиниң тивиттердики адресиға чиқирилған телеграммида, саддам һакимийитиниң 1988 – йили 16 – марттики һәләбчәгә қилған химийәлик қорал һуҗумида миңларчә пуқраниң рәһимсизләрчә қәтл қилинишиниң тарих бойичә бир қара дағ сүпитидә әслинидиғанлиқи әскәртилди.