әрдоған иқтисадий ислаһат қанун лайиһәсини елан қилиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған бүгүн истанбулда иқтисадий ислаһат қанун лайиһәсини елан қилиду.

1599874
әрдоған иқтисадий ислаһат қанун лайиһәсини елан қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: иқтисадий ислаһат қанун лайиһәси, макро иқтисад, қурулмилиқ сийасәтләр, пул пахаллиқи, нөвәттики һесабат қизил рәқими вә аммиви малийә қатарлиқларни өз ичигә алиду.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, алдинқи йили нойабир ейида елан қилған байанатида, иқтисад вә қанун саһәлиридә йеңи бир ислаһат дәврини ишқа кириштүргәнлклирини ейтқаниди.

җумһур рәис әрдоғанниң бу уқтурушидин кейин, хәзинә вә малийә министири лүтфи әлванниң рәһбәрликидә, сода – санаәт дунйасиниң һалқилиқ тәшкилатлири вә мунасивәтлик аммиви тәшкилатлар билән учришишлар елип берилип, тәләп вә тәклипләр елинди.

бу учришишларда, сода – санаәт дунйасиниң вәкиллири, мәҗлислири вә аммиви тәшкилатларниң алдинқи пиланға чиққан тәләп һәм тәклиплири музакирә қилинди.

макро иқтисад муқимлиқ сийасәтлири вә қурулмилиқ сийасәтләрни өз ичигә алған иқтисадий ислаһат қанун лайиһәси, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин бүгүн чақирилидиған «иқтисадий ислаһат қанун лайиһәсини тонуштуруш йиғини» да елан қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر