чавушоғлу алсани билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән көрүшти.

1599388
чавушоғлу алсани билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, доһада қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән көрүшкәнликини, сүрийә киризисини һәл қилиш тиришчанлиқлирида қатарниң ойнаватқан ролидин интайин хурсән икәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «афғанистанда тинчлиқ мәнзилгаһиға елип баридиған йолдиму қатар билән бирликтә һәрикәт қилимиз. шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, күчлүк һәмкарлиқ районлуқ тинчлиққиму наһайити зор төһпиләрни қошмақта.»

дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу, түркийә – русийә – қатар 3 дөләт ташқи ишлар министирлири йиғини үчүн қатарда дөләт ишлири зийаритидә болмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر