түркийә онларчә чәт әллик мусапирни қутқузувалди

измир вә муғла деңиз тәвәликлиридә гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған камер кемиләрдики 40 мусапир қутқузулуп қуруқлуққа елип чиқилди.

1597574
түркийә онларчә чәт әллик мусапирни қутқузувалди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи, измирниң чәшмә наһийәси деңиз тәвәликидики бир қулвақта бир түркүм мусапирларниң барлиқи тоғрисидики мәлум қилиш учуриға асасән районға қутқузуш хадимлирини әвәтти.

қутқузуш әтрити, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған бир камер кемидики 12 мусапирни қутқузувалди.

қуруқлуққа елип чиқилған мусапирлар керәклик рәсмийәтләр беҗирилгәндин кейин вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп берилди.

түркийә деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқи хадимлири йәнә, муғланиң мармарис наһийәси бозбурун мәһәллиси деңиз тәвәликидики бир камер кемидә бир гуруппа мусапирниң барлиқи тоғрисидики учурға асасән дәрһал һәрикәткә өтүп, гиретсийә деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири тәрипидин түркийә деңиз тәвәликигә қайтишқа мәҗбурланған камер кемидики 15 мусапирни қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти.

хадимлар йәнә, гөкчәбурну деңиз тәвәликидә гиретсийә тәрипидин қайтишқа мәҗбурланған бир камер кемидики 13 мусапирни қутқузуп қуруқлуққа елип чиқти вә керәклик рәсмийәтләр беҗирилгәндин кейин вилайәтлик көчмәнләр идарисиға өткүзүп бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر