ибраһим калин америкаға «S-400» тоғрисида сигнал бәрди

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин түркийәниң русийәдин сетивалған «S-400» ләрниң нато мудапиә системилири билән бирләштүрүлмәйдиғанлиқини ейтти.

1597157
ибраһим калин америкаға «S-400» тоғрисида сигнал бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин блумберг (Bloomberg) қанилиниң зийаритини қобул қилип, түркийә билән америка оттурисидики әң асаслиқ мәсилиләрниң, «американиң п й д|й п г гә қиливатқан йардими, ‹S-400› ләр билән каатса ‹CAATSA› (американиң ембарголар арқилиқ күрәш қилиш қануни) вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати каттибешиниң америкада турушиға рухсәт қилиниши икәнлики» ни билдүрди.

у наһайити әпсуски һазирғичә бу мәсилиләрдә һечқандақ илгириләш болмиғанлиқини вә һечқандақ қәдәм ташланмиғанлиқини әскәртип, бу мәсилиләрниң түркийәниң миллий хәвпсизлик әндишәлириниң мәркизини тәшкил қилидиғанлиқини тәкитлиди.

у мәзкур мәсилиләрниң иҗабий дийалог йоли билән очуқ-ашкара вә сәмимий һалда сөһбәтлишш арқилиқ һәл қилалайдиғанлиқлириға ишинидиғанлиқлирини билдүрүп: «америка сийасәтчилириниң чүшиниши керәк болған иш, бу мәсилиләрниң биз үчүн қанчилик һайатий әһмийәткә игә икәнлики...» деди.

у түркийәниң русийәдин «S-400» сетивелиш қарарини бир кечидә бәрмигәнликини алаһидә әскәртип: «қолимиздики ‹S-400› ләр нато мудапиә системилири билән бирләштүрүлмәйду вә нато мудапиә системисиға тәһдит пәйда қилидиған орунда болмайду» деди.

у «S-400» ләрниң иккинчи түркүми тоғрисидики соалға: «тунҗи келишимгә мунасивәтлик мусапә давамлишиватиду вә һәммиси охшаш мусапиниң парчилири. охшаш келишимниң охшимиған басқучларда иҗра қилинишиға мунасивәтлик мусапә давамлишиватиду.»

у түркийәниң «вәтәнпәрвәр» намлиқ башқурулидиған бомбидин башқа, фирансийә-италийә бирликтә йасиған «SAMP/T» башқурулидиған бомбилирини сетивелишниму халайдиғанлиқини қәйт қилди.

у: «бирақ, фирансийә сүрийәни баһанә қилип мусапиға тосқунлуқ қилишни қарар қилди. фирансийә билән бу мусапини тезләштүрүш үчүн көрүшүшни давамлаштуруватимиз. биз һәр хил йолларға ишикимизни тақимаймиз» деди.

у америка йеңи һөкүмити билән алақә орнитилғанлиқини билдүрүп: «пирезидент байдинниң нурғун ички сийасәт мәсилилири билән алдираш икәнликини билимән. биз кәсипдашлиримиз билән алақә орнитип, йахши башлиниш һасил қилдуқ. икки рәһбәр бир күни җәзмән көрүшиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر