әрдоған шеһит болған әскәрниң аилисидикиләр билән телефонда көрүшти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған битлисниң татван районида тик учар чүшүп кетиш вәқәсидә шеһит болған пийадә әскәр сержант һақан гүлниң амасйадики аилисидикиләр билән телефонда көрүшти.

1596564
әрдоған шеһит болған әскәрниң аилисидикиләр билән телефонда көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: амасйа валий мәһкимиси тәрипидин елан қилинған байанатта, адаләт вә тәрәққийат партийәси измир парламент әзаси бинали йилдиримниң амасийа доғантәпә йезисида пийадә әскәр сержант һақан гүлниң өйини зийарәт қилғанда җумһур рәис әрдоғанға телефон қилип, аилисидикиләр билән көрүштүргәнлики билдүрүлди.

телефон сөһбитигә алақидар һәмбәһирләнгән күрүнүшләрдә әрдоғанниң шәһидниң айали фадимә гүл билән көрүшүп, «аллаһ рәһмәт қилсун, сәвр тақәт ата қилсун, шәһидлиримизниң пәрзәтлири бизләргә аманәттур. биз бу һәқтики мәсулийәтлиримизни толуқ орундаймиз иншааллаһ» дегәнлики қәйт қилинди.

фадимә гүлму  алаһидә көңүл бөлгәнлики үчүн әрдоғанға рәһмәт ейтти.

бинали йилдиримниң зийаритигә амасйа валийси мустапа масатли вә ақ партийә амасийа парламент әзаси ләвәнт карахоҗагилму һәмраһ болди.

 5 - мартта биңголдин битлисниң татван райониға қарап йолға чиққан һәрбий тик учар айропилан алдинқи күни һадисигә учрап, 11 әскәр шеһит болған вә 2 әскәр йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر