түркийә қизил ай җәмийити афғанистанлиқларни дөлитигә қайтишқа риғбәтләндурмәктә

түркийә қизил ай җәмийити өз ихтийарлиқи билән дөлитигә қайтқан афғанистанлиқларға хизмәт имканийити йаритип бәрмәктә.

1596543
түркийә қизил ай җәмийити афғанистанлиқларни дөлитигә қайтишқа риғбәтләндурмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: «ихтийарий қайтип кәлгәндин кейинки қоллаш» лайиһәси даирисидә, пайтәхт кабулда дөлитигә өз ихтийарлиқи билән қайтип кәлгән афғанистан пуқралири үчүн марожни дуканлири ечип бәрди.

түркийә қизил ай җәмийити афғанистан вәкилләр өмикиниң башлиқи фәрид әһмәт зийа ечилиш мурасимидики нутиқида, өз дөлитигә қайтип кәлгән афғанистанлиқларға тирикчилик қилиш программиси даирисидә, 61-дукан ечп бериштин хушал болғанлиқини билдүрди.

бу дуканни марожни дукини сүпитидә ачқанлиқини тилға алған фәрид әһмәт зийа, өзлириниң ечилған дукан үчүн керәклик барлиқ үскүниләр вә материйаллар билән тәминлигәнликини вә дуканниң 5 айлиқ иҗарә пулини төлигәнликини ейтти.

фәрид әһмәт зийа, бу арқилиқ түркийәдин ихитийарий шәкилдә қайтип кәлгән афғанистан пуқралириниң өз алдиға игилик тиклийәлиши вә аилә-тавабиатлириниң турмушини қамдийалишиға йардәмчи болушни нишан қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر