түркийәниң қудрәтлик деңиз армийәсигә игә болуши мәҗбурийәткә айланди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәгә нисбәтән қудрәтлик деңиз армийәсигә игә болушниң таллаштинму бәкрәк мәҗбурийәткә айланғанлиқини ейтти.

1596289
түркийәниң қудрәтлик деңиз армийәсигә игә болуши мәҗбурийәткә айланди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, истанбулдики «ваһдәттин сарийи» дин «мави вәтән – 2021» һәрбий маневириға нәқ мәйдандин улинип иштирак қилди, һәмдә бу йәрдә қилған сөзидә, мундақ деди: «биз бу йил техиму күчлүк, техиму кәң даирилик вә йәниму тәшкиллик һалда өткүзүватқан һәрбий маневирлар арқилиқ йәрлик вә миллий қорал – йарағ системимизни синақ қиливатимиз.»

әрдоған, түркийәниң пәқәт иқтисадий вә сийасий саһәләрдила әмәс, һәрбий вә дөләт мудапиәси саһәлиридиму күчлүк болуш мәҗбурийити барлиқини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәгә нисбәтән қудрәтлик деңиз армийәсигә игә болушниң таллаштинму бәкрәк мәҗбурийәткә айланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һечбир дөләтниң земинида, деңизида, игилик һоқуқида көзимиз йоқтур, биз пәқәт вәтинимизни, һәқ – һоқуқлиримизни җан тикип қоғдашқа тиришиватимиз.»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сөзидә йәнә, түркийәниң учқучисиз һава аппаратлири җәһәттин дунйа бойичә әң илғар 3 – 4 дөләттин бири икәнликини қәйт қилған һалда мундақ деди: «һазирғичә биз кемисазлиқ завутимизлиримизда ишләпчиқирилған 3 милйард доллардин артуқ хираҗәт билән 130 дин көп деңиз суписини експорт қилдуқ. саһил бихәтәрликимизни қоғдаш әтрәтлиримиз билән су тәвәликимиздә, һәрбий парахотлиримиз билән дунйаниң һәрқайси җайлирида пүткүл инсанийәтниң тинчлиқ вә һузури үчүн мәвҗудийитимизни давамлаштуруватимиз.  түркийәни һәр саһәдикигә охшашла деңизчилиқ саһәсидиму дәриҗидин ташқири дөләтләр қатаридин орун алғузуш ирадимиз қәтийдур. бу ишәнч билән деңиз армийәмизниң қудритини йәниму ашурушқа наһайити зор әһмийәт бериватимиз, биз өзиниң уруш парахотини өзи лайиһәлийәләйдиған, йасийалайдиған вә қоғдийалайдиған 10 дөләт қатаридин орун алмақтимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر