түркийә әрәб әллири иттипақиниң қарарлирини пүтүнләй рәт қилди

әнқәрә әрәб әллири иттипақи ташқи ишлар министирлири йиғинида чиқирилған түркийәгә мунасивәтлик қарарларни пүтүнләй рәт қилидиғанлиқини билдүрди.

1595580
түркийә әрәб әллири иттипақиниң қарарлирини пүтүнләй рәт қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип: «әрәб әллири иттипақи ташқи ишлар министирлири кеңишиниң 2021- йили 3- марттики йиғинида дөлитимизгә қарита чиқирилған асассиз қарарларни пүтүнләй рәт қилимиз» деди.

чиқирилған қарарларниң әрәб хәлқлириниң нәзиридә һечқандақ қиммитиниң йоқлуқи байан қилинған байанатта: «әрәб әллири иттипақиға әза бир қисим дөләтләрниң өзлириниң вәйран қилғуч паалийәтлирини йошуруш мәқситидә дөлитимизгә қаратқан қелиплашқан әйибләшлирини давамлаштурушта чиң турушиниң дост вә қериндаш әрәб хәлқи нәзиридә инавитиниң йоқлуқини әрәб әллири иттипақи әзалириму наһайити йахши билиду» дегән ибариләргә орун берилди.

бәзи әзаларниң бу қарарларға қарши чиқип, изаһат бәргәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «әза дөләтләр оттурисида очуқ сөһбәт елип берилмастин, һәр хил қатламлар тәрипидин теңилиши нәтиҗисидә қобул қилинған бу хил қарарларға бир қисим әрәб әллири иттипақи әзалириниңму қарши чиқанлиқи йаки изаһат бәргәнлики көрүлмәктә» дейилди.

«түркийә пиринсиплиқ вә қәтий мәйдани билән район вә дунйаниң бихәтәрлик, муқимлиқ вә хатирҗәмликни қоғдаш үчүн әң зор тиришчанлиқ көрсәткән дөләтләрниң бири» дегән ибариләргә орун берилгән байанатта, түркийәниң район сийаситиниң әң муһим нуқтисиниң әрәб дөләтлириниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини қоғдилиши билән сийасий бирликиниң турғузулуши икәнлики тәкитләнди.

байанатта йәнә: «биз әрәб әллири иттипақини асассиз әйибләш арқилиқ дөлитимизгә һуҗум қилишниң орниға әрәб хәлқиниң тинчлиқи, гүллиниши вә бәхт - саадитини алдинқи орунға қойушқа вә районда бихәтәрлик вә муқимлиқ орнитишқа иҗабий төһпә қошушқа йәнә бир қетим тәклип қилимиз» дегән ибариләргиму орун берилди.


خەتكۈچ: #әрәб , #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر