дунйадики дөләтләр түркийәгә тәзийә билдүрди

дунйадики дөләтләр битлиста һәрбий тик учарниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә шеһит болған әскәрләр үчүн түркийәгә тәзийә билдүрди.

1595543
дунйадики дөләтләр түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәбәйҗан пирезиденти илһам әлийев битлиста һәрбий тик учарниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә шеһит болған әскәрләр үчүн түркийәгә сәвр тилиди.

у түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға хитаб қилип елан қилған учурида: «һәрбий тик учарниң қазаға учраш нәтиҗисидә түркийә әскәрлириниң шеһит болғанлиқи хәвири мени чоңқур қайғуландурди. сизгә, шеһитләрниң аилилиригә, йеқин-йоруқлириға вә түркийә хәлқигә, өзәм вә әзәрбәйҗан хәлқи намидин тәзийә билдүримән, йариланғанларға шипалиқ тиләймән, аллаһ рәһмәт қилсун» деди.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министири җәйхун байрамовму твиттерда түркийә хәлқигә тәзийә билдүрди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар шеһит болған әскәрләр үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә дөләт мудапиә министири һулуси акарға телефон қилип тәзийәсини билдүрди.

шималий қибрис түрк җумһурийити баш министири әрсан санәрму муавин җумһур рәис фуат октай вә дөләт мудапиә министири һулуси акарға, өзиниң вәқәдин чоңқур қайғурғанлиқини йәткүзди.

нато баш катипи столтинберг түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуға телефон қилип тәзийәсини билдүрди вә натониң түркийә билән һәмкарлиқ ичидә икәнликини әскәртти.

гирузийә пирезиденти зурабишвили җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә хәлқигә, битлисниң татван наһийәсидә йүз бәргән тик учар қазасида шеһит болған әскәрләр үчүн тәзийә билдүрди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб вә әнглийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси доминик чилкот (DominickChilcott) шеһит болған әскәләр үчүн қайғуруватқанлиқини йәткүзди.

сомали әдлийә министири абдулқадир муһәммәднур битлисниң татван наһийәсидә йүз бәргән тик учар қазасида шеһит болған әскәрләр үчүн сәвр тилиди.

албанийәниң йавропа ишлири вә ташқи ишлар министири олта хачка (Olta Xhaçka) шеһит болған әскәрләр үчүн ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуға тәзийәсини билдүрди.

венезуела ташқи ишлар министири хорхе арийаза (Jorge Arreaza) твиттерда түркийә байриқи билән һәмбәһирлигән учурида, түркийә хәлқи вә һөкүмити билән һәмкарлиқ ичиидә икәнликлирини билдүрди.

түрк кеңиши баш катипи бағдад амрәйев тик учар вәқәсидә әскәрләрниң шеһит болғанлиқидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрүп: «түрк кеңиши вә шәхсим намидин шеһит болған әскәрләргә аллаһтин рәһмәт, аилилиригә вә қериндаш түркийә хәлқигә сәвр, йариланғанларға шипалиқ тиләймән» деди.

ирақ күрт (корд) районлуқ һөкүмәтниң етник вә диний тәшкиллиниш ишлириға мәсул министири вә ирақ түркмән фиронтиниң иҗраийә кеңиши әзаси айдин маруф, бингөлдин битлисқа бериш үчүн көккә көтүрүлгән һәрбий тик учарниң қазаға учриши нәтиҗисидә, шеһит болған әскәрләр үчүн сәвр тиләклирини елан қилди.

пайтәхт әнқәрәдики һәр қайси дөләтләрниң әлчиханилири тор бәтлиридә байанат елан қилип, түркийә хәлқиниң һәсритини ортақлишидиғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر