әрдоған түркийәниң елип барған вә баридиған ислаһатлири тоғрисида тохталди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йеқинқи икки – үч йилниң мабәйнидә елип берилған ислаһатларниң өз алдиға бир дастан һесаблинидиғанлиқини ейтти.

1595032
әрдоған түркийәниң елип барған вә баридиған ислаһатлири тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис, қошумчә адаләт вә тәрәққийат партийәси башлиқи рәҗәп таййип әрдоған, партийәсиниң вилайәтлик шөбә башлиқлири кеңәйтилгән йиғинида сөз қилип, җимҗитлиқ ичидә ишқа ашурулған инқилаблар дейишкә болидиған нурғун ислаһатлар арқилиқ түркийәниң чеһрини пүтүнләй өзгәрткәнликлирини әскәртти.

у мундақ деди: «пәқәт йеқинқи икки – үч йилда елип барған ислаһатлиримизниң өзила өз алдиға бир дастандур. башқуруш системиси издинишлириниң йүксәк пәллиси болған җумһур рәислик һөкүмәт системисини дөлитимиздә бир турғуздуқ. түркийә маһийәтлик шәкилдә башқуруш шәклидики өзгиришләрни баштин кәчүрди.»

җумһур рәис әрдоған, түркийәни алдимиздики мәзгилләрдә йүрүшигә йетәкчилик қилидиған сиғдурушчан, очуқ – ашкара, демократик, әркинликни йақлиғучи бир асасий қанунға игә қилидиғанлиқлирини билдүрди.

сәйшәнбә күни кишилик һоқуқ һәрикәт пиланини җамаәтчилик билән ортақлашқанлиқлирини әслитип өткән әрдоған, алдимиздики һәптә иқтисадий ислаһат пиланини елан қилидиғанлиқлирини әскәртти.

түркийәниң иқтисадий ешиш нисбитиниң %1.8 гә йәткәнликини билдүргән әрдоған, йәршари характерлик сағламлиқ киризиси йүз бәргән бир мәзгилдә түркийәниң ешишни қолға кәлтүргән аз сандики дөләтләрниң қатардин орун алғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر