әрдоған хитайниң бир йол, бир бәлбағ лайиһәсини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған вухән вируси (Kovid-19) апитигә қарши күрәшниң, пәқәт күчлүк һәмкарлиқ, районлуқ вә хәлқаралиқ һәмкарлиқ арқилиқ ғәлибә қилиш мумкинликини ейтти.

1595166
әрдоған хитайниң бир йол, бир бәлбағ лайиһәсини қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 14-қетимлиқ иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати алий рәһбәрләр йиғиниға синлиқ шәкилдә қатнишип муһим сөз қилди.

у: «вухән вируси апитигә қарши күрәш, пәқәт күчлүк һәмкарлиқ, районлуқ вә хәлқаралиқ һәмкарлиқ арқилиқ ғәлибә қилиши мумкин. йолға қойулған зөрүр чәкләш тәдбирлириниң, очуқ-ашкара, мувазинәтлик вә вақитлиқ болуши, шүбһисизки ортақ содимиз үчүн тоғра болиду» деди.

у 17 йилдин буйан иҗра қилиналмиған иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати сода келишиминиң вақит исирап қилинмастин йолға қойулушиниң пайдилиқ икәнликини билдүрди.

у: «хитайниң бир йол, бир бәлбағ лайиһәсини муһим дәп қарайдиғанлиқимизни, ‹тәң мәнпәәт йәткүзүш› асасида бу лайиһәни қоллайдиғанлиқимизни билдүрмәкчимән.

2025-йиллиқ нишанимизда пилан қилинған лайиһәләрниң мәбләғ қисмида ишлитиш үчүн ‹визйон фонди› ниң қурулушини қоллаймиз. буниңдин кейин, қарабағда хәвпсизлик вә муқимлиқниң орнитилишиға йардәм қилишқа, 30 йиллиқ әрменийә ишғалиниң бузғунчилиқиниң орнини бирликтә толдурушқа алдин әһмийәт беримиз. иранға қарши йолға қойулған бир тәрәплимиликкә игә ембарголарниң ахирлишиши, районимизниң иқтисадий җәһәттин параванлиқиға вә муқимлиқиға һәссә қошиду» деди.

у барлиқ әза дөләтләрни шималий қибрис түрк җумһурийити билән мунасивәтлирини һәр саһәдә тәрәққий қилдуруп, дучар болған адаләтсизликләр үстидин ғалип келишигә йардәм қилишқа дәвәт қилди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر